Мәхсус хәвәрКишилик һоқуқ

14 Йешида Тутқун Қилинған Уйғур Қиз Түрмидә Җан Үзгән

14 Йешида Тутқун Қилинған Раһилә Өмәрниң 23 Йешида Түрмидә Җан Үзүши Хитай Һөкүмитиниң Уйғур Сиясийитигә Соал Туғдурди.

 Раһилә Өмәр  2018-йили Мартта 15 йешида тутқун орнида сүрәткә тартилған. Әмәлдарлар униң 2026-йили түрмидә вапат болғанлиқини ейтти.
Раһилә Өмәр 2018-йили Мартта 15 йешида тутқун орнида сүрәткә тартилған. Әмәлдарлар униң 2026-йили түрмидә вапат болғанлиқини ейтти. — (Шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири)

14 йешида тутқун қилинип, кейин 12 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған Уйғур қиз Раһилә Өмәр  Хитай түрмисидә җан үзгән. Қәшқәрдики һөкүмәт әмәлдарлири буни дәлиллигән. У,тутқун қилинип тәхминән тоққуз йил кейин, йәни 23 йешида қаза қилған. Әркин Асия Радийосиниң 6-Ноябирдики хәвиригә қариғанда, Раһиләниң өлүм хәвири һәққидә тохталған  бир Уйғур әмәлдари униң өлүмигә йүрәк кесили сәвәб болған  болуши мумкинликини ейтқан.

Әмәлдарлар Раһилә Өмәрниң қачан вапат болғанлиқи тоғрисида охшимиған мәлуматларни бәргән. Уларниң бири Раһиләниң телефон қилиништин тәхминән икки ай бурун вапат болғанлиқини ейтқан болса, бир Хитай сақчиси Раһиләниң тәхминән бир ай бурун икәнликини ейтқан. Сақчи: «Униң өлүмидин хәвирим бар ,» дегән. Раһилә Өмәрниң қәйәрдә вапат болғанлиқи соралғинида, сақчи: «Мән буни ашкарилиялмаймән,» дәп җаваб бәргән.

Қәшқәр вилайити Конашәһәр наһийәси Ләңгәр йезисидики, Раһилә Өмәрниң делосиға мәсул икәнликини ейтқан бир Уйғур хәвпсизлик әмәлдари Әркин Асия Радийосиға униң кесәл сәвәбидин вапат болғанлиқини билдүргән. У: « У ашу кесәл билән өләп кетипту, уштумтут икән, шу йүрәктә чатақ баркән охшайду,» дегән.

Қәшқәр Конашәһәр наһийәсидики бир қанун әмәлдари Әркин Асия Радийосиға Раһилә Өмәрниң 2017-йилдин 2019-йилғичә Конашәһәрдики бир тәрбийәләш мәркизидә, андин Тоққузақтики бир тутқун қилиш мәркизидә 2021-йилғичә тутуп турулғанлиқини ейтқан. У әмәлдарниң ейтишичә, шу йили Өктәбирдә 18 яшқа тошқанда, Раһилә 12 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинип, Қәшқәр вилайитигә қарашлиқ Пәйзиват наһийәсидики бир түрмигә йөткәп кетилгән.

Әмәлдарниң Әркин Асия Радийосиға билдүрүшичә йәнә, Раһилә Өмәр «қанунсиз топлишип җәмийәт тәртипини бузуш» Гумани билән тутқун қилинған. Униң ейтишичә, даириләр униңға  «тәрбийә юқмиғанлиқи», делосиға четишлиқ кишиләр тоғрисида учур бәрмигәнликини вә лагер камирида ишарә намиси оқуғанлиқини сәвәб қилип, җаза бәргән.

Әркин Асия Радийоси Раһилә Өмәрниң йүрәк кесилиниң қачан пәйда болғанлиқини дәлиллийәлмигән.

Униң Тутқун Қилиниш Тарихи

Коммунизм Қурбанлири Хатирә Фондиниң тәтқиқатчиси Adrian Zenz 2022йили ашкариланған «Шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири» ни тәһлил қилиш җәрянида Раһилә Өмәрниң архипини байқиған. Архипта униң 2017-йили 28-Сентәбирдә тутқун қилинғанлиқи вә 2018-йили Мартта, йәни 15 яш вақтида сүрәткә тартилғанлиқи көрситилгән. Зәнзниң тәһлилидә униң һөҗҗәтләрдә сүрәткә тартилған әң кичик тутқун икәнлики ениқланған.

Хатириләрдә көрситилишичә, Раһилә Өмәрниң дадиси һөкүмәт әмәлдари болуп, униң тутқун қилиниши дадисиниң делоси билән бағлинишлиқ икән. Зәнзниң тәһлилидә йәнә Раһиләниң ата-анисиниң 2017-йили 3-Июл тутқун қилинғанлиқи, дадисиниң Раһилә Өмәр билән охшаш орунда тутуп турулғанлиқи, анисиниң болса алтә йиллиқ түрмә җазасиға һөкүм қилинғанлиқи ейтилған. Уларниң кейинки тәқдири һәққидә ениң мәлумат йоқ.

Зәнз «Өткәл» (Otkel) гә қилған сөзидә: «Бу адәмни чөчүтидиған, вәһимилик бир вәзийәт,» деди.

Һоқуқ Паалийәтчилири Җаваб Тәләп Қилмақта

Дуня Уйғур Қурултийи рәиси Турғунҗан Алавудун «Өткәл» гә қилған сөзидә, Раһилә Өмәрниң өлүмидин чоңқур ечинидиғанлиқи ейтти. У, өлүм хәвириниң Уйғур хәлқиниң әркинлик үчүн күришиш ирадиси техиму күчәйтидиғанлиқини тәкитлиди. У мундақ деди: «Бир күни биз чоқум һесаб сораймиз.»

«Уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш» (Stop Uyghur Genocide) тәшкилатиниң иҗраийә директори Рәһимә Мәхмут, ашкариланған сақчи һөҗҗәтлиридики Раһилә Өмәрниң сүритиниң һәргиз есидин чиқмайдиғанлиқини ейтти.

Мәхмут Раһилә Өмәрниң тутқун қилинған йеши билән вапат болған йешини тилға елип: «Мән шу икки дәвир арилиқидики йиллар вә униң қанчилик азаб-оқубәтләрни тартқанлиқини һәққидә билидиғанлиримизниң нәқәдәр аз  икәнлики һәққидә пат-пат ойлинип қалимән,» деди.

Рәһимә Мәхмут, Раһилә Өмәрниң өлүминиң айрим әһвал икәнликигә ишәнмәйдиғанлиқини билдүрди. У, бир әмәлдар Әркин Асия Радийосиға Раһилә Өмәрниң йүрәк кесили барлиқини ейтқан болсиму, бу сәвәб  дәлилләнгән тәқдирдиму, көп йиллиқ тутқун қилинишниң униң саламәтликигә қандақ тәсир көрсәткәнлики һәққидә нурғун соалларниң җавабсиз қалғанлиқини тәкитлиди.

«Хитай даирилири мушу йиллар җәрянида униң бихәтәрлики вә  униң әһвалидин хәвәр елишқа мәсул иди,» деди Мәхмут. «Улар униңға зади немә болғанлиқиға җаваб бериши керәк.»

Аман қалғучиларниң түрмиләрдә қийнаш, ач қалдуруш вә башқа ғәйрий инсаний муамилиләргә учриғанлиқи һәққидики гуваһлиқлирини тилға алған Рәһимә Мәхмут, Раһилә Өмәр тутуп турулған шараит вә у учриған муамилиләрниң униң өлүмигә сәвәб болған болуши мумкинликигә орунлуқ сәвәбләрниң барлиқини ейтти.

Демократийәни Илгири Сүрүш Фонди (NED) ниң кишилик һоқуқ анализчиси William Nee LinkedIn да елан қилған язмисида, Раһилә Өмәрниң немишқа җаза лагерлири азад қилинмай, әксичә түрмигә әвәтилгәнликигә соал қойди.

Шәрқий Түркистан Сүргүндики Һөкүмитиниң рәиси, доктор Мәмтимин Әла X кә йоллиған язмисида, Раһилә Өмәрниң Хитайниң лагерлирида тутқун қилинған, йоқитилған яки өлтүрүлгән Уйғурлар арисидики «бир гунаһсиз чирай» икәнликини язди. У, бу бастурушни «ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт» дәп тәсвирлиди.

Америка һөкүмитиниң мөлчәригә қариғанда, 2017-йилидин буян Хитай даирилири Уйғурлар Шәрқий Түркистан дәп атайдиған Шинҗаң Уйғур Аптоном Районида бир милйондин артуқ адәмни тутқун қилған. Буларниң асаслиқ қисми Уйғурлардин тәшкил тапқан болуп, буларниң арисида  Қазақ, Қирғиз вә башқа Түркий хәлқ әзалириму бар.

Америка Қошма Шитатлири 2021-йили Январда Хитайниң райондики Уйғурлар вә башқа гуруппиларға қилған қилмишлириниң ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт икәнликини җакарлиди. Канада, Голландийә вә Әнглийәни өз ичигә алған бир қанчә дөләтниң парламентлириму  бу дәпсәндичиликләрни ирқий қирғинчилиқ дәп тонуди вә қарарларни қобул қилди.

Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилати Кишилик Һоқуқ  Алий Кеңиши ирқий қирғинчилиқ қарари чиқармиған болсиму, лекин 2022-йилдики доклатида  Уйғур вә башқа асаслиқи Мусулман гуруппиларға қаритилған бастурушларниң «инсанийәткә қарши җинайәтләрни шәкилләндүрүши мумкинликини» билдүрди.

Хитайниң Лондонда турушлуқ әлчиханиси UNN ниң бу һәқтики соаллириға җаваб бәрмиди.

Рәсим қилип һәмбәһирләш

Қайси тор үчүн

Услуби

Instagram вә башқа торлар үчүн рәсим. Чүшүрүп, андин йоллаң.

Чүшүрүш

Мунасивәтлик Хәвәрләр

Мәхсус хәвәрКишилик һоқуқ

Қамалған Шаир, Чәкләнгән Нахша: Хитай Уйғур Нахша-Музикисини Идеологийәлик Тәһдит Дәп Қарайду

Хитай әмәлдарлири Уйғурларни чәкләнгән нахша-музикиларни аңлиса җазалинидиғанлиқи һәққидә агаһландурди. Вәзийәт анализчилири Хитайниң бу һәрикитини Уйғурларниң өзини ипадиләш әркинликини, йәни мәдәнийәт-сәнитини қаттиқ контрол қилиш, дәп ейтмақта.Түрмә камерида йезилған бир шеир, Хитай даирилири һазир Уйғурларни аңлаштин агаһландуридиған нахшиларниң биригә айланған.