Шәрқий Түркистанда Мухбир Болуш Вә Таратқуларға Қилинған Бесимлар

Шәрқий Түркистанда Мухбир Болуш Қийин, Хитай Һөкүмити Зулумини Йошуруватиду

Мусаҗан әр Түркийәдики бир йиғилишта сөз қилмақта (2025, май)
Мусаҗан әр Түркийәдики бир йиғилишта сөз қилмақта (2025, май) — Мусаҗан әр

Мусачан әр

Обзор

Шәрқий Түркситан хәлқи һәр хил қийинчилиқларға учраватиду; шәрқий Түркситан хәлқи дуч келиватиду қийинчилиқларниң бири, уларниң дуч келиватиду зулумлирини дуняға аңлиталмаслиқидур. Чүнки Шәрқий Түркистанда ахбарат әркинлики йоқ. Барлиқ мухбирлар вә ахбарат органлири Хитай һөкүмитиниң контроллуқида болуп, коммунистик партийисиниң тәшвиқатини елип беришқа мәҗбур. Шуңа, һечқандақ журналист яки ахбарат оргининиң өзи халиғанчә һәқiqий пакитни хәвәр қилиш вә елан қилиш әркинлики йоқ. Шуңа, у йәрдин хәвәр елиш наһайити тәс. Шуңлашқа дуня җамаәтчилики Хитай һөкүмитиниң Шәрқий Түркистандики зулуми вә бастуруш сиясәтлиридин йетәрлик дәриҗидә хәвәрдар әмәс.

2009- йилдики Үрүмчи қирғинчилиқиниң һәқиқитини хәвәр қилған Мәмәтҗан Абдулла вә Гүлмирә имин Қатарлиқ нурғун Уйғур журналистлар өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинип, һазирму Хитай түрмилиридә қийниливатиду.

Зулум вә бастурушлар мәхпий елип берилғачқа, көпинчә кишиләр буниңдин хәвәрсиз, қурбанлар яки шаһитлар, болупму Чәттәллик журналистларға зулум һәққидә сөзлиши чәкләнгән. Кишиләр зулум тоғрисида параңлишалмайду; авазини сиртқа чиқириштин қорқиду, бундақ қилса қолға елиниду вә қамақ җазасиға һөкүм қилиниду. Шуңа, һечким Хитай һөкүмити тәрипидин йолға қоюлған зулум, зиянкәшлик, халиғанчә қолға елиш, сотсиз өлтүрүш вә қийнашларға қарши аваз чиқиришқа җүрәт қилалмайду. Нәтиҗидә, Шәрқий Түркистандин хәвәр елиш асасән мумкин әмәс. Адаләтсизликкә учриған бәзи кишиләр буниңға чидиялмай, иҗтимаий таратқуларда хәвәр вә рәсимләрни ортақлишиду, буниң билән өзлириниң қандақ җаза вә қийнашларға дуч келидиғанлиқини билиду. Чәттәлдики Уйғурлар пәқәт улар елан қилған учурлар арқилиқ у йәрдә немә болуватқанлиқини биләләйду.

Хитай шәрқий Түркситан хәлқини йоқитиш, уларниң мәдәнийитини өзгәртиш вә уларни хитайлаш үчүн ассимилятсийә сияситини йолға қоюп, қирғинчилиқ қилмақта. Бу җинайәтлирини йошуруш үчүн, Хитай барлиқ ахбарат васитилирини сәпәрвәр қилип, дуняға ялған тәшвиқатлар билән алдап, вәзийәтни наһайити яхшидәк, гоя һеч иш болмиғандәк, кишиләр хушал яшаватқандәк көрситишкә уруниду.

Хитай бәзидә Чәттәллик журналистларни Шәрқий Түркистанға вәкилләр өмики сүпитидә тәклип қилип, уларниң айропилан белити вә меһманхана Қатарлиқ барлиқ чиқимлирини көтүриду. Шундақтиму улар қаттиқ контрол астида болуп, алдин тәйярланған зиярәт нуқтилиридин башқа йәргә баралмайду, шундақла һечким билән әркин параңлишалмайду яки һеч нәрсини көрәлмәйду. Шуңа, улар қайтип кәлгәндә, билип-билмәй Хитайниң рәсмий баянлириға мас келидиған хәвәрләрни елан қилиду. Бәзи журналистлар һәқиқәткә уйғун әмәс хәвәрләрни елан қилип, вәзийәтни зулум яки тәқибләш йоқ, хәлқниң бәхтлик яшаватқанлиқини көрситип, Хитай тәшвиқатиға төһпә қошиду.

 Коммунист Хитай һакимийити 1949-йили Шәрқий Түркистанни ишғал қилғандин буян, зулум вә қийнашни һеч тохтатмиди. Әмма 2017-йилдин башлап зулум вә тәқибләшни техиму күчәйтти. Милйонлиған Уйғур, Қазақ вә Қирғиз Мусулманлири аммиви җаза лагерлириға қамалди. Шәрқий Түркистанда 1200 җаза лагери барлиқи, һәрбиридә 25 миңдин 50 миңғичә тутуқниң бар икәнлики ениқланди.

Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилатиниң ирқий кәмситишни йоқитиш комитети Хитайда бир милйонға йеқин Уйғур миллитидин болған кишиләрниң аммиви, мәхпий тутуш лагерлирида тутуп турулуватқанлиқи тоғрисида нурғун ишәнчлик хәвәрләрни тапшурувалғанлиқини доклат қилди. Комитет әзаси ай Макдуғал Җәнвәдики йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилип, йәнә икки милйонға йеқин Уйғур Мусулманлириниң «меңә ююш паалийәтлири» үчүн сиясий лагерларға мәҗбурий әвәтиливатқанлиқи тоғрисида доклат бәрди вә Хитайни уларни қоюп беришкә чақирди.

Дәсләптә Хитай бу тутуп туруш лагерлирини инкар қилди. Бу лагерлардин қоюп берилгән бир қанчә киши Чәттәлгә чиққандин кейин, болупму Қазақистан пуқралири Өмәр бекәли вә гүлбаһар Селилиса Қатарлиқ бәш яки алтә гуваһчи, тутуп туруш лагерлирида дуч кәлгән қийнашлар тоғрисида мәтбуатларға сөз қилди. Бу гуваһлиқлар хәлқара таратқуларниң диққитини қозғиди вә хәвәрләр елан қилинди. Шуниңдин кейинла, Хитай тутуп туруш лагерлириниң мәвҗутлуқини етирап қилди, әмма уларниң кәспий тәрбийә вә Хитай тили өгиниш курслири икәнликини ейтип, дуня Җамаәтчиликииниң көзини бояшни давамлаштурди. У йәрдә қийналған гуваһчиларниң баянлириға қариғанда, лагерлар Уйғурларни мавуниң коммунистик идеологийәсини өз ичигә алған китабларни ядлашқа мәҗбурлаш, меңә ююш, чошқа гөши йейишкә мәҗбурлаш, Уйғурчә сөзләш вә намаз оқуштин чәкләш Қатарлиқ қийнашларға учратқан. Итаәт қилмиған яки қаршилиқ көрсәткәнләр һәр хил қийнашларға учриған.

Хитай һөкүмити өзиниң җинайәтлирини йошуруш үчүн өзиниң ахбарат васитилири арқилиқ тәшвиқат паалийитини башлиди. У Уйғурларға һечқандақ зулум қилинмиғанлиқини вә һәммәйләнниң бәхтлик яшаватқанлиқини илгири сүрүп дуняни алдашқа урунди.

Хитай һөкүмити изчил һалда хәлқара таратқуларниң Хитайниң бастуруш сиясәтлири тоғрисидики хәвәрлирини рәт қилип, пакитларни ойдурма дәп җакарлап, өзлириниң тәшвиқатини давамлиқ күчәйтип кәлди. Һалбуки у хәвәрләр лагерлардин чиққан гуваһчиларниң гуваһлиқиға асасланған пакитлардур.

Түркийәдә бәзи таратқулар Хитай тәшвиқатини тарқитиш үчүн Хитай таратқулири билән һәмкарлишиватиду , YÖN FM «айдиңлиқ гезити» вә улусла телевизийә Қатарлиқ таратқулар Хитайниң қоллишиға еришип, Түркийәдә Хитай тәшвиқатини елип бериватиду.

«Айдиңлиқ гезити»ниң тор бетидә 2025-йили 24-Май елан қилинған бир хәвәргә қариғанда, бу гезит Хитайниң дуняви таратқу һәмкарлиқиға қатнашқанлиқини вә бу һәмкарлиқниң биваситә учур ортақлишиш вә таратқу һәмкарлиқи билән тәминләйдиғанлиқини билдүргән.

Хитай бу хилдики бәзи таратқулар арқилиқ тәшвиқат елип беришқа, Шәрқий Түркистандики зулум вә зиянкәшликни хәлқтин йошурушқа тиришмақта.

Буниңдин башқа, Хитайниң дуняви телевизийә тори (CGTN) вә Хитай хәлқара радийоси Қатарлиқ бир қисим таратқуларму Түрк тилида пирограмма тарқитиду.

2025-йиллиқ Шаңхәй Һәмкарлиқ Тәшкилати (Шаңхәй Һәмкарлиқ Тәшкилати) таратқу һәмкарлиқ мунбири 2025-йили 5-айниң 22-күни Хитай ишғалийити астидики Шәрқий Түркистанниң мәркизи Үрүмчидә өткүзүлгән болуп, бу йиғин Хитайниң Уйғур хәлқигә қарши елип барған зулум, ассимилятсийә вә мәдәнийәт қирғинчилиқи сиясәтлирини хәлқара җамаәтчилик алдида ақлаш үчүн қилған тиришчанлиқиниң бир қисми дәп қарилиду.

Хитай әмәлдарлири Шаңхәй Һәмкарлиқ Тәшкилати әза дөләтлиридин кәлгән таратқу вәкиллирини Шәрқий Түркистанда «тәрәққият вә муқимлиқ қолға кәлтүрүлди» дәп ишәндүрүшкә урунди. Йиғинда сөз қилған Хитай әмәлдари ма Шиңруй ғәрбни «җуңгоға ялған сөзләр билән төһмәт қилди» дәп әйиблиди. У мундақ деди: «Бәзи ғәрб күчлири ›мәҗбурий әмгәк‹ вә ›ирқий қирғинчилиқ‹ дегәндәк асассиз дәвалар билән җуңгониң ички ишлириға арилишиватиду. Биз һәқиқәтни сөзләш үчүн бу мунбәргә охшаш таратқу һәмкарлиқиға әһмийәт беримиз».

Әмма бу баянлар бир милйондин артуқ Уйғурниң йәнила лагерларда тутуп турулуватқанлиқини йошуруп қалалмайду. Хитай тәрәп мунбәр арқилиқ Шаңхәй Һәмкарлиқ Тәшкилатиға әза дөләтләрниң ахбарат васитилирини Ма Шиңрүйниң рәсмий баянини қоллинишқа илһамландурди, шуниң билән бир вақитта «ғәрбниң ахбарат учурлириға қарши бирликтә күрәш қилиш» ни тәләп қилди. Русийә, Қазақистан вә Өзбекистан Қатарлиқ дөләтләрниң ахбарат васитилири вәкиллириму Хитай билән охшаш баянат берип, «достлуқ хәвәрлирини ортақлишидиғанлиқини» ни тәкитлиди. Чәттәлләрдики Шәрқий Түркистан аммиви тәшкилатлирида рәсмий һалда һечқандақ ахбарат васитиси йоқ. Бәзи аммиви тәшкилатларниң ахбарат васитилири болсиму, улар Хитайниң кәң көләмлик тәшвиқатиға қарши туруп болалмайду. Шуңа, Түрк ахбарат васитилири кәспий хадимлири вә ахбарат органлириму Шәрқий Түркистанни қоллиши керәк. Сүний һәмраһ телевизийәси яки тор телевизийәси Қатарлиқ күчлүк һәм системилиқ ахбарат-хәвәр мәркизилирини қурушқа еһтияҗ бар. Омумән ейтқанда, күчлүк ахбарат системиси вә мухбирлар қошуни шәрқий Түркситан мәсилисини хәлқараниң диққитидә тутуп туруш һәмдә хәлқара мәсилиләрниң күнтәртипидин чүшүрүп қоймаслиқта интайин муһим. Бундақ мәркәзни қуруш әлвәттә маддий вә мәниви ярдәмгә моһтаҗ.

Мусачан әр Шәрқий Түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәис

Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, ширкитимизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду

Рәсим қилип һәмбәһирләш

Қайси тор үчүн

Услуби

Instagram вә башқа торлар үчүн рәсим. Чүшүрүп, андин йоллаң.

Чүшүрүш

Мунасивәтлик Хәвәрләр

Мәхсус хәвәрКишилик һоқуқ

Қамалған Шаир, Чәкләнгән Нахша: Хитай Уйғур Нахша-Музикисини Идеологийәлик Тәһдит Дәп Қарайду

Хитай әмәлдарлири Уйғурларни чәкләнгән нахша-музикиларни аңлиса җазалинидиғанлиқи һәққидә агаһландурди. Вәзийәт анализчилири Хитайниң бу һәрикитини Уйғурларниң өзини ипадиләш әркинликини, йәни мәдәнийәт-сәнитини қаттиқ контрол қилиш, дәп ейтмақта.Түрмә камерида йезилған бир шеир, Хитай даирилири һазир Уйғурларни аңлаштин агаһландуридиған нахшиларниң биригә айланған.